Бейҗиңда партлаш вәқәси йүз берип 3 киши өлди
2011.08.08
Хитай һөкүмити һазирға қәдәр вәқәниң тәпсилати һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән. Хоңкоң мәтбуатлири вә чоң қуруқлуқтики ғәйрий рәсмий ахбарат васитилиридә вәқә һәққидә охшимиған учурлар мәвҗут.
Беҗиң әтигәнлик гезитиниң бир мухбири өзиниң шәхсий тор бетидә бу һәқтә мәлумат берип, вәқәниң худди өткән айларда җяңши вә гуаңҗуда йүз бәргән вәқәләргә охшашла хитай пуқралириниң һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикити икәнликини баян қилған. У йәнә вәқә пәйда қилғучиниң әрзи һәл болмай узунға сосулуп кәткән әрздарлар болуши мумкинликини илгири сүргән.
Хәвәрләрдин биридә билдүрүлүшичә, вәқә уйғур районида қаршилиқ һәрикәтлири бесиқмайватқан бир мәзгилдә йүз бәргәнлики үчүн, хитай даирилирини әндшигә салған. Шуңа шинхуа агентлиқиму бу һәқтә һечқандақ хәвәр бәрмигән.