Үрүмчидә бүгүн бир күндә икки қетим бина партлаш вәқәси йүз бәрди

Шинхуа агентлиқиниң хәлқараға тарқилидиған инглизчә хәвиридә баян қилинишичә, бүгүн (төтинчи айниң 11-күни) үрүмчидә, бир күн ичидә икки қетим бина партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә бир адәм өлди, 9 адәм яриланди.
Мухбиримиз вәли
2011.04.11

Хәвәрдә ейтилишичә, бүгүн иккинчи қетим газ партлаш вәқәси йүз бәргән үч қәвәтлик туралғу үрүмчидики бейҗиң йолида, у, авғуст полат завутиниң йиқилған таш районидики бир аилиликләр қоруси. Партлашта бу бинаниң үчинчи қәвитиниң өгзилири бузулған.

Вәқәдин кейин, хитайниң от өчүрүш тармақлири, бу бинаниң башқа қәвәтлиридә һаят қалған адәм болса қутқузувелиш үчүн һәрикәт қилишқа башлиған.

Шинхуа агентлиқи, үрүмчидә бүгүн бир күн ичидә партлаш вәқәси йүз бәргән йәнә бир бина һәққидики учурларни техи елан қилмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.