Хитай компартийә мәркизий комитетиниң бо шиләйниң партийидин чиқарғанлиқи муқимлашти

4-Ноябир күни хитай компартийисиниң 18-қурултийиниң ечилиш һарписида хитай компартийиси мәркизий комитети 7-омумий йиғини чақирип, қурултай тәйярлиқи вә күнтәртипини пүттүрди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.11.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Мәзкур 7-омумий йиғин 18-қурултайниң ечилиш вақтиниң 8-ноябир икәнликини елан қилди. Мәлум болушичә, мәзкур йиғинда йәнә 18-қурултайдики мәркизий комитет әзалириму бекитилгән һәм партийә низаманисигә бәзи өзгәртишләр киргүзүлгән. Бирақ бейҗиң бу өзгәртишлирини ашкарилимиған.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур йиғинда сабиқ чоңчиң шәһириниң партком секретари бо шиләй билән сабиқ төмүр йол министири лю җиҗүнниң мәсилиси музакирә қилинип, уларниң партийидин чиқирип җаза берилидиғанлиқи рәсмий йосунда қарарлаштурулған. Шуниң билән биргә бу икки кишиниң мәсилисиниң бир тәрәп қилиниши пәқәт партийә ичидики тәртип бойичә болуши бекитилгән.

Буниңдин бир ай илгирики хәвәрләрдә бо шиләйниң партийидин чиқирилип, әдлийә тармақлириниң бир тәрәп қилинишиға тапшурулидиғанлиқи ейтилған иди. Әмма, бу қетим бо шиләй мәсилисиниң партийиниң ички тәртипи бойичә һәл қилиниши униң әдлийә тармақлири тәрипидин җазаға тартилиши-тартилмаслиқиниң техи ениқ әмәсликини көрситидикән.

Бо шиләй вә лю җиҗүн охшашла парихорлуқ, чириклик билән әйибләнгән иди.

Хитай компартийисиниң 18-қурултийиниң хитайниң кәлгүси сиясий ислаһат тәқдири билән четишлиқ икәнлики һәмдә йеңи рәһбәрлик гуруһиниң һакимийәтни игилиши билән хитайниң қандақ сиясий йүзлинишкә қарап маңидиғанлиқи нөвәттә әң диққәткә сазавәр нуқтидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.