Чечән пидаийлар 4 рус әскирини өлтүрүп, 16сини яриландурған
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.01.09
2012.01.09
Министирлиқниң билдүрүшичә, җәңдә чечән тәрәптинму 4 киши өлгән. Әмма, чечән тәрәпниң ахбарат вастилири чечән тәрәптин пәқәт бир кишиниң өлгәнликини илгири сүрүшмәктә. Америка авази радиосиниң бүгүнки бу һәқтики хәвридә билдүрүлүшичә, йәкшәнбә күни уруш йүз бәргән тағлиқ районда яққан қелин қар вә туман, русийә әскәрлириниң актип һалда қайтарма зәрбә беришини қийинлаштурған. Мәлум болушичә, икки тәрәп арисидики тоқунуш йәнә давам қилмақта. Кавказ агентлиқиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, уруш чечәнистанниң җәнубидики нокчичо вилайитиниң ведено тағлиқ районида давам қилмақта. Чечән пидаийлар өткән йили москвадики бир йолучилар пойиз истансисиға қарита партилитиш һуҗуми елип берип русийидә еғир дәриҗидә вәһимә пәйда қилған.