Чәтәлләрдики тибәтләр далай ламаниң сиясий һаяти үстидә музакириләшмәктә
Мухбиримиз җүмә
2011.05.21
2011.05.21
Мәлум болушичә, нөвәттә тибәт сүргүндики һөкүмитиниң әзалири һәмдә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 400 артуқ тибәт вәкили бу һәқтики мәсилиләрни музакирә қилиш үчүн һиндистандики дарамсалаға йиғилған.
Йеңи сайланған тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министири лобсаң сангай бу нөвәт топланған вәкилләрниң хәлқниң арзусини йәткүзидиғанлиқини билдүргән.
Тибәт роһаний даһийси далай лама бу йил мартта баянат елан қилип, роһаний даһийлиқ орнини сақлап қалған асаста сиясий һаятиға хатимә беридиғанлиқини билдүргән иди.