Далай лама: хитай яшлири тибәт буддизминиң әхлақи низамлириға моһтаҗ
Мухбиримиз җүмә
2010.10.25
2010.10.25
"Йәршари мәктуплири" гезитидә нәқил қилишичә, далай лама хитай яшлири һәққидә тохтилип мундақ дегән: " улар күндин - күнгә бай болуватиду. Әмма, уларниң ичи қуруқ."
Далай лама бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң лю шавбоға берилгәнлики һәққидә тохтилип, буниң йирақни көзлигәндә хитайда демократийини илгири сүрүшкә түрткә болидиғанлиқини, әмма қисқа муддәтлик үнүмигә бирнәрсә дейәлмәйдиғанлиқини билдүргән.
Далай лама йәнә, хитай һөкүмитиниң учур васитилиригә қаратқан бастуруш сияситини әйиблигән. У мундақ дегән: " хитай коммунист партийиси хәвпсирәш туйғусидин келип чиққан ичидики аҗизлиқини йошуруш үчүн, хәвәр - ахбаратларни бастуруштин ибарәт асан йолни талливалған."
Далай лама өткән җүмә күнидин башлап канадада 3 күнлүк зиярәттә болған иди.