Диний мәһбус ярмәмәт тудахунниң әһвалидин аилиси 2 йил хәвәрсиз қалған

Ғулҗиниң тоғрақ йолидики ачал йезисида олтурушлуқ диний мәһбус ярмәмәт тудахунниң түрмидики әһвалидин аилиси икки йилдин буян хәвәрсиз қалған.
Мухбиримиз әркин
2013.01.11

Нөвәттә, шихудики бир түрмидә қамақлиқ ярмәмәт тудахун буниңдин 5 йил аввал аталмиш“қанунсиз диний күчләргә иқтисадий ярдәм қилған” дегән әйибләш билән қолға елинип қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Ярмәмәтниң қамақ җазаси бу йил 9-айда тошиду. Бирақ униң аилиси 2 йил аввал түрмигә берип йоқлап кәлгәндин буян, униңдин һечқандақ хәвәр алалмиған. ярмәмәтниң аялиниң ейтип беришичә, у ери қолға елинғандин кейин 3 пәрзәнти билән йөләнчүксиз қелип, хәқләрниң кир-қетини ююш, ненини йеқиш қатарлиқ ишлар билән тирикчилик қилип кәлгән. У, ериниң бурун өпкә яллуғи барлиқини, 2 йил аввал уни йоқлап барғанда униң оруқлап бир тирә, бир устихан болуп қалғанлиқи, шуңа ериниң сақ-саламәт чиқишини әндишә иликидә күтүватқанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири“ 11‏-сентәбир вәқәси” дин кейин, уйғур елидә сиясий өктичиләр, мустәқиллиқ пикридики уйғурларни, диний затлар вә диний паалийәтләрни қаттиқ бастурушқа башлиған. Ғулҗида сақал қойған уйғурларни “йошурун тәһдит” дәп қарап бастурған иди.

Ярмәмәт тудахун 2007‏-йили бир ропаш аялға пул ярдәм қилғанлиқи үчүн қолға елинип, аталмиш “қанунсиз диний күчләргә ярдәм қилған” дегән әйибләш билән қамаққа һөкүм қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.