Илһам тохти динсизлаштуруш сияситиниң уйғур яшлирини етиқад вә әнәнидин узақлаштуруватқанлиқини билдүрди
2012.12.25
Тордашларниң бәзилири роҗистива байрими вә ашиқ - мәшуқлар байримиға охшаш ғәрб дунясидики христиан байрамлирини мәдәнийәт сүпитидә қобул қилишни тәшәббус қилса, йәнә бәзиләр уйғур мәдәнийити вә мусулманларниң динй етиқадиға ят болған һәрқандақ байрамни қобул қилмаслиқни тәшәббус қилған.
Мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди бүгүн уйғур биз тор бекитидә бу һәқтә өз қаришини оттуриға қоюп,“йеқинқи йиллардин буян хитайда барғанчә күчәйтиливатқан динсизлаштуруш сиясити һәм уйғур районида тәрәққи қилдуруш намида елип бериливатқан шәһәрләрни кеңәйтиш сиясити сәвәбидин шәһәр мәркизидин чәтнәштүрүлгән уйғур җәмийитиниң етиқад вә мәдәнийәт қатлими бузғунчилиққа учрап, уйғур яшлирида өз әнәнисидин йирақлишиш, қаймуқуш әһвалллири көрүлүшкә башлиди. Ундин башқа, районда елип бериливатқан тәрәққияттин мәһрум қалдурулған уйғурлар арисида ишсизлиқму әвҗ алди. Бу хил әһвал уйғур җәмийитидә өз мәдәнийити вә етиқадини қоғдап қелиш еңини күчәйтип, тәрәққияттин чәтләштүрүлгәнликини һес қилған уйғурлар арисида наразилиқ кәйпиятини барғанчә күчәйтмәктә.” дегән.