Дуня иқтисади иккинчи дуня урушидин буянқи әң еғир чекинишкә йүзләнди

Хәлқара пул - муамилә тәшкилати бүгүн елан қилған доклатида, дуня иқтисади иккинчи дуня урушидин буянқи иккинчи қетимлиқ әң еғир иқтисадий чекинишкә йүзләнди, дәп җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2009.01.28

Хәлқара пул - муамилә тәшкилатиниң доклатида баян қилинишичә йәнә, 2009‏ - йилида , пүтүн йәр шарида иқтисад аран %0.5 Өсүши мумкин, әгәр тәрәққий қилған дөләтләрдә иқтисадий чекиниш йүз бәрсә, башқа дөләтләрдә иқтисадниң өсүши астилайду, дәп көрсәтти.

Б б с ниң баян қилишичә, хәлқара әмгәк тәшкилатиму , әгәр хәлқарада йүз бериватқан пул - муамилә кризиси еғирлап кетивәрсә, 2009‏ - йилида , пүтүн йәр шарида йәнә 50 милйон адәм иштин бошайду. Ишсизлиқ әң еғир болидиған районлар африқа, оттура шәрқ вә русийидә.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.