Дуня уйғур қурултийи 10 - декабир кишилик һоқуқ күни намайиш өткүзмәкчи
2012.12.06
Дуня уйғур қурултийиму бу мунасивәт билән 10 - декабир кишилик һоқуқ күнидә мюнхенда намайиш уюштурмақчи. Бүгүн дуня уйғур қурултийи елан қилған чақириқида, уйғурларниң өз вәтинидә әркин пикир қилиш, намайиш қилиш, йиғилиш әркинликидин мәһрум қеливатқанлиқини тәкитләп, дуня җамаәтчиликини кишилик һоқуқ күнидә мана мушундақ зулумға учраватқанларни унтуп қалмаслиққа чақирди вә һәрқайси алақидар тәшкилат, шәхсләрни һәмдә уйғур җамаитини намайишқа иштирак қилишқа тәклип қилди.
Бүгүн америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон ханим ирландийиниң дублин шәһиридә кишилик һоқуқ тоғрисида нутуқ сөзләп, кишилик һоқуқни инсанларниң риаллиқиға айландурушни тәкитлиди. У “кишилик һоқуқ хитабнамиси пәқәтла бир түзүм, мадда әмәс бәлки сағлам бир җәмийәтниң капалити” деди.