Д у қ алий кеңәш йиғин вәкиллириниң қазақистан һәм қирғизистан чеграсида тосуп қелинғанлиқиға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз меһрибан
2011.05.03
2011.05.03
Дуня уйғур қурултийиниң тәшәббуси билән ечилған шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши 2-май күни америкиниң пайтәхти вашингтонда америка дөләт мәҗлисидики ечилиш мурасими билән башланған болуп, йиғин 8-майғичә давамлишиду.
Йиғинға қатнишиш үчүн, оттура асия дөләтлиридин йолға чиққан қазақистандики мәшһур сиясий паалийәтчи қәһриман ғоҗамбәрди вә қирғизистандики сиясий паалийәтчиләрдин дилмурат әкбәров, рози муһәммәт абдулбақийев, хасийәтхан тохтахунова, елвасхан салов ахунов қатарлиқ 5 киши қазақистан һәм қирғизистан чеграсидин чиқиш алдида паспортта мәсилә бар дегән баһанидә айродромда тосуп қелинған иди.