Дуня уйғур қурултийи хитайниң 30-қетимлиқ милләтләр иттипақлиқи ейи чақириқини тәнқид қилди
2012.04.30
Орунлаштурулған паалийәт вә чақириқлар арисида, лей фиңдин өгиниш, 3 айрилалмаслиқ дегәнгә охшаш 30 йилдин бери көпийип меңиватқан шоарлар зәнҗири йәнә тәкитләнгән; әмма 5-июл вәқәсигә охшаш икки милләт мунасивитигә аит зор вәқәләр һәққидә һечнәрсә дейилмигән.
Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, милләтләр иттипақлиқи ейи паалийити башланғандин буян районда миллий қаршилиқ һәрикәтлири һәссиләп күчийип барған. Барин инқилаби, ғулҗа вәқәси, 5-июл вәқәси буниң типик өрнәклири болса, хотән, қәшқәр, қағилиқ вә корла вәқәлири бу вәзийәтниң әң йеқинқи мисаллиридур.
Бүгүн дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомизға бу һәқтә баянат берип, хитай һөкүмитини, милләтләр иттипақлиқи тәрбийисидин ибарәт ақмас тәдбиридин ваз кечишигә, буниң орниға районниң реал мәсилилирини хәлқниң һәқиқий вәкиллири билән сөзлишишкә җасарәт қилишқа чақирди.