Тонуй биләйир башчилиқидики мәслиһәтчиләр гурупписи қәшқәргә чәтәл мәбләғ селиш ишлириға йетәкчилик қилиду
2012.02.23
Бу келишим қәшқәргә техиму көп чәтәл мәблиғи вә чәтәлниң илғар техникисини җәлп қилиш арқилиқ, чегра атлиған иқтисадий һәмкарлиқларни ашурушни мәқсәт қилидикән.
Әнглийә сабиқ вәзири тонуй бләйр нәқ мәйданға синалғу арқилиқ улинип, келишимни қарши алған. У, өзи йетәкчилик қиливатқан бу гуруппиниң қәшқәргә чәтәл мәблиғи вә техникисиниң киргүзүлүшидә рол ойнайдиғанлиқидин мәмнун болғанлиқини ипадә қилған.
Хитай даирилири қәшқәрни иқтисадий ечиветиш райони дәп елан қилип, уни оттура асияниң тиҗарәт мәркизи қилидиғанлиқини тәшвиқ қилмақта. Көзәткүчиләр әнглийиниң сабиқ вәзири башчилиқидики бу гуруппиниң қәшқәрни сиртқа йүзләндүрүш ишлириға қатнишишиниң қәшқәрниң хәлқарада тонулушиға иҗабий рол ойнайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Тарихтин мәлумки, 19-вә 20-әсирләрдә әнглийә һөкүмити қәшқәр райониға сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдин алаһидә әһмийәт бәргән. Қәшқәрдә узун йиллар әнглийиниң консулханиси мәвҗут болуп турған иди.