Дәвагәр айгүл тохти маралбеши қамақханисида ачлиқ елан қилди

Өткән һәптә хитайниң маралбешидики сақчи хадимлири тәрипидин бейҗиңдин тутуп кетилгән әрздар айгүл тохти, үч күндин буян маралбеши қамақханисида ачлиқ елан қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.26

Айгүл тохтиниң уруқ- туғқанлириниң җәмийәткә ашкарилишичә, айгүл тохти 3 күндин бери өзигә сунулған һәрқандақ тамақни, йемәк-ичмәкни қобул қилишни вә сақчиларниң һәрқандақ соалиға җаваб беришни рәт қилған.

У бу арқилиқ өзиниң бейҗиңдин алдап елип келингәнлики, һәқсиз қамаққа солиғанлиқиға наразилиқ билдүргән. Мухбиримиз бүгүн айгүл тохтиниң әһвали һәққидә маралбешиға телефон қилғинида даириләр бу темида мәлумат беришни қәтий рәт қилди.

Айгүл тохти бирқанчә айниң алдида, бейҗиңда әрздарларниң чедирини бузғили кәлгән бейҗиң сақчилиридин бирини бир тәстәк урған. У йәнә өткән айда мәркизи интизам тәкшүрүш комитети алдидики маҗирадиму тутқун қилинип, бейҗиңда 7 күн қамақта ятқан.

Айгүл тохти йәнә икки йилниң алдида үрүмчидә аптоном районлуқ хәлқ қурултийи рәиси әркин имирбақиниң аптомобилиниң алдини тосқанлиқи үчүн, борталада 10 күн қамақта ятқан. Бу қетимқиси айгүл тохтиниң йеқинқи 2 йил ичидә аз дегәндә 5-қетим қамақта йетишидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.