Филиппин вә вйетнам хитайниң җәнубий деңиздики шәһәр қурулушиға наразилиқ билдүрди

Филиппин вә вйетнам 24-июл сәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң җәнубий деңиздики хәлқара деңиз тәвәликидә өз алдиға сәнша намида шәһәр қуруп, филиппин һәм вйетнамниң игилик һоқуқиға таҗавуз қилғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.07.24

Филиппин ташқи ишлар министири бүгүн мухбирларға бәргән баянатида, филиппин һөкүмитиниң хитайниң филиппиндики баш әлчисини чақирип, униңға наразилиқ хети тапшурғанлиқини билдүрди. Вйетнам ташқи ишлар баянатчисиму сәйшәнбә күни мухбирларға баянат берип, хитайниң вйетнамға йеқин деңиз тәвәликидә сәнша шәһирини қуруп вйетнамниң җәнубий деңиздики аралларға болған игилик һоқуқиға таҗавуз қилғанлиқини әйиблиди.

Хәлқара мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити 24-июл күни җәнубий деңиздики хитайлар юңшин дәп атайдиған аралда сәнша шәһири қурулғанлиқини җакарлап, аралдики хәлқниң турмушини яхшилайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Б б с агентлиқиниң хәвиридә хитайниң бу қилмишидин нарази болған филиппинниң, җәнубий деңиздики игилик һоқуқини қоғдаш үчүн, әскәрлирини көпәйтип, америкидин 40 данә йеңи типтики айропилан сетивалғанлиқи баян қилинип, җәнубий деңиз вәзийитиниң барғанчә җиддийлишиватқанлиқи илгири сүрүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.