Хитайниң гуаңдуң өлкиси луфең шәһиридә нәччә йүз деһқан йәр даваси сәвәблик намайиш қилип, сақчилар билән тоқунушти

Гуаңдуң өлкиси луфең шәһәрлик һөкүмәт даирилири вә йәрлик аһалиләрниң җүмә күни ашкарилишичә, алдинқи күни луфең шәһиригә қарашлиқ вукән йезисидики деһқанлар йәр даваси сәвәблик намайиш қилған вә намайиш наһайити тезла деһқанлар билән сақчилар арисидики тоқунушқа айланған.
Мухбиримиз әркин
2011.09.23

Чәтәл ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, 50 дәк деһқан йеза кадирлириниң деһқанларниң разилиқисиз уларниң терилғу йерини сатқанлиқиға нарази болуп, чаршәнбә күни луфең шәһиридә намайиш қилғанлиқи вә намайишниң тоқунушқа айланғанлиқи вә намайишчиларниң көпийип, 200 гә йәткәнлики илгири сүрүлгән.

Луфең шәһәрлик һөкүмәт даирилириниң елан қилған бу һәқтики баянатида, деһқанларниң лозункиларни көтүрүп, шоар товлиғанлиқини, намайишчиларниң вукән санаәт бағчисидики бина, әслиһәләрни уруп чаққанлиқини вә йолларға тосуқ қурғанлиқини билдүргән.

Вәқәни өз көзи билән көргән бәзи йәрлик аһалиләр бирләшмә агентлиқиға, намайишчиларниң сақчи понкитини қоршивелип, сақчиларни сиртқа чиқиштин тосуғанлиқи вә буниң тоқунушни кәлтүрүп чиқарғанлиқини, намайишчилардин бир қисим кишиләрниң яриланғанлиқи вә 3 намайишчиниң қолға елинғанлиқини билдүргән.

Бирақ луфең шәһәрлик һөкүмәт даирилири болса, он нәччә сақчиниң яриланғанлиқи вә 6 сақчи аптомобилиниң бузғунчилиққа учриғанлиқини илгири сүргән.

Йәрликләр йәнә, 100 дин артуқ йеза пуқрасиниң пәйшәнбә күни сақчи понкити алдида йәнә намайиш қилип, қолға елинғанлиқини қоюп беришни тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.