Әрик һолдер гуәнтанамо мәһбуслири һәққидики дәсләпки қарарниң узунға қалмай елинидиғанлиқини билдүрди

26 - Апрел йәкшәнбә күни америка әдлийә министири әрик һолдер гуәнтанамодин алдин қоюп берилидиған бир қисим мәһбуслар мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидики қарарниң узунға қалмай елинидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз җүмә
2009.04.27

26 - Апрел йәкшәнбә күни америка әдлийә министири әрик һолдер гуәнтанамодин алдин қоюп берилидиған бир қисим мәһбуслар мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидики қарарниң узунға қалмай елинидиғанлиқини билдүргән.

Әрк һолдер бу сөзләрни лондон сәпиридә бирләшмә агентлиқиға билдүргән болуп, хәвәрдә нәқил қилинишичә, һолдер әпәнди бу һәқтики тунҗи қәдәмниң гуәнтанамодики қанчә нәпәр мәһбусни алдин қоюп бериш мәсилиси үстидә болидиғанлиқини илгири сүргән.

Әрк һолдер мәзкур мәһбусларниң гуәнтанамодики 17 нәпәр уйғурларниму өз ичигә алидиғанлиқи һәққидә ениқ тохталмиған.

Һалбуки, алдинқи һәптә гуәнтанамо мәсилисидин толуқ хәвәрдар америка һөкүмәт әрбаблири, бәлким гуәнтанамодики бир қисим уйғурларниң америкиға қоюп берилиши мумкинликини илгири сүргән болуп, хәвәрдә нәқил қилинишичә, өткәнки бир нәччә һәптидин бери америка һөкүмитиниң мунасивәтлик хадимлири мәзкур уйғурлар билән башқа йәргә йөткәш алдидики қайта сөзлишиш ишлирини елип барған.

Гуәнтанамо уйғурлириниң адвокатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу уйғурларни америкиға йәрләштүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму, әмма бәзи бир қисим консерватип америка һөкүмәт хадимлири бу хилдики пикиргә изчил қарши туруп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.