Һөҗҗәтлик филим-“муһәббәтниң он шәрти” үрүмчи дөңкөврүк әтрапида байқалған
Мухбиримиз җүмә
2011.02.21
2011.02.21
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, һөҗҗәтлик филим пластинкиси 10-февралниң алди-кәйнидә үрүмчи дөңкөврүк әтрапида байқалған.
“муһәббәтниң он шәрти” 2009-йили декабирдин башлап 30 дин артуқ хәлқаралиқ филим фестивалиға қоюлған вә мәзкур филим көрситилгән фестиваллар хитайниң қаршилиқиға учриған иди.
Мәзкур һөҗҗәтлик филимниң бирдинла үрүмчи кочилирида тарқилиши хитай даирилирини җиддийләштүргән.
Дилшат ришитниң ейтишичә, хитай даирилири өткән икки һәптидин буян дөңкөврүк әтрапидики дукан вә уйғур өйлирини ахтурушни давамлаштурмақта икән.
“муһәббәтниң он шәрти” ниң 2009-йили мелбурн хәлқара филим фестивалиға тунҗи қетим қоюлуши австралийә-хитай мунасивәтлирини бир мәзгил йирикләштүргән иди.