Дилнар абдулла бу йил 20 - июлдин башлап хоңкоңда бир нәччә мәйдан оюн қойидикән
Мухбиримиз җүмә
2012.06.16
2012.06.16
Хоңкоң алаһидә районлуқ һөкүмәтниң тор бетидә бу һәқтә берилгән уқтурушқа қариғанда дилнар абдулла бу нөвәт хоңкоңда қойидиған оюниға “мәшрәп” дәп нам берилгән.
Дилнар сәнәт өмики 2008 - йили тәшкилләнгән болуп, шундин кейин оттура асия әллири вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә оюн қойған.
Уларниң бу нөвәт хоңкоңда қойидиған оюни хоңкоңда әң аз дегәндиму икки мәйдан көрситилидикән.
Һазирчә өмәкни қайси органниң тәклип қилғанлиқи вә тәклип қилиштики муддиа ениқ әмәс. Оюн һәққидики уқтурушниң хоңкоң һөкүмәт торида берилгәнликигә қариғанда оюнни һөкүмәт даирилириниң тәшкиллигән болуши еһтималға йеқин.