Хоңкоңлуқлар хитай һөкүмити хоңкоңда башлимақчи болған “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” гә наразилиқ билдүрди

Шәнбә күни миңлиған хоңкоңлуқ намайиш қилип, хитай һөкүмити хоңкоңда башлимақчи болған “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” дәрсини тохтитишни тәләп қилди.
Мухбиримиз җүмә
2012.09.01


Мәлум болушичә, даириләр хоңкоңдики бәзи мәктәпләрниң бу йиллиқ оқуш мәвсумидин башлап “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” дәрсини ихтияри оқутса болидиғанлиқини, әмма мәзкур дәрсликиниң 2016 - йилидин башлап мәҗбурий йолға қоюлидиғанлиқини қарар қилған. Бу нурғунлиған хоңкоңлуқларниң наразилиқини қозғиған.

Шәнбә күндики намайишқа оқуғучи вә ата - анилар болуп 40 миң әтрапида адәм қатнашқан болуп, намайишчилар хоңкоң районлуқ һөкүмәт бинаси алдиға йиғилип наразилиқ билдүргән.

Хоңкоңда йолға қоюлидиған аталмиш “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” гә қарши бу йил июлда 90 миң кишилик наразилиқ намайиши елип берилған иди.

Йәрлик ахбаратларниң мәлуматиға қариғанда, хоңкоңдики көпинчә мәктәпләр бу оқуш мәвсумида “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” дәрсликини тәсис қилмайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.