Хитай илһам тохтиниң индиана университетида тәтқиқат қилишиға йол қоймиди
2013.02.04
Америка бирләшмә агентлиқиниң 3-феврал күни хәвәр қилишичә, илһам тохти әпәнди айродромда 12 саәт тохтитип қоюлуп, бихәтәрлик хадимлири тәрипидин сорақ қилинған болсиму, әмма бихәтәрлик хадимлири униң немә үчүн тохтитип қоюлуш сәвәбини чүшәндүрмигән.
Илһам тохти әпәнди америкиниң оттура явро - асия тәтқиқати мәркәзләшкән университетлиридин бири индиана университетида тәтқиқат вә билим ашурушқа тәклип қилинған болуп, у өзиниң мәзкур сәпиригә атлинип, айропиланға чиқиштин бурун тохтитип қоюлған.
Индиана университети уйғур ели тәтқиқати кәспи тәсис қилинған университет болуп, мәзкур университетта уйғур тили, уйғур елиниң тарихи, сиясий, иҗтимаий, иқтисадий, мәдәнийити вә башқа мәсилилири бойичә мәхсус дәрсләр тәсис қилинған болуп, бу йәрдә бир қисим оқуғучилар мәзкур саһә бойичә докторлуқ вә магистирлиқ унванлири үчүн оқумақта.
Мәлум болушичә, илгириму илһам тохтиниң бир қанчә қетим чәтәлләрдики илмий муһакимә йиғинлириға қатнишиш сәпири тосуп қоюлған иди.