Илһам тохти икки йиғин мәзгилидә сөз -һәрикәтлиригә чәклимә қоюлғанлиқини билдүрди
2012.03.13
Радиомиз игилигән башқа учурлардин мәлум болушичә, бу қетим икки йиғин ечилиштин илгири бейҗиң сақчилири һәм дөләт бихәтәрлик хадимлири илһам тохти әпәндиниң өйигә келип уни йиғин мәзгилидә чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилмаслиққа агаһландурған. Ундин башқа илһам тохти билән мунасивити бирқәдәр йеқин болған, бейҗиңдики оқуғучилири һәм бир қисим яшлар хитай дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин илһам тохти билән болған мунасивәттә диққәт қилишқа агаһландурулған.
Бейҗиң милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири дотсенти илһам тохти әпәнди, өзиниң уйғурлар һәққидә елип барған тәкшүрүшлири һәм чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, уйғур вәзийити һәққидә билдүргән қарашлири сәвәблик, хитай даирилири тәрипидин сәзгүр шәхс сүпитидә муамилә қилинип келиниватқан иди. 2009-Йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин болса даириләр тәрипидин вәқәдә қутратқулуқ қилди дәп әйиблинип, бирнәччә қетим нәзәрбәнд қилинған иди.