Америка буниңдин кейин интернет һуҗумлириға, һәрбий қайтурма һуҗум билән җаваб қайтуриду

Америка буниңдин кейин, интернет арқилиқ америкиниң компютер системисиға қилинған һуҗумни, адәттә һәрбий қисим билән уштумтут уруш қозғап америкини бомбилиғанға охшаш вәқә дәп қарап, бундақ һадисигә һәрбий қайтурма һуҗум билән җаваб беришни ойлишиду.
Мухбиримиз вәли
2011.06.01

Бу учурни хуффеңтон пост гезити бәш бурҗәк бинаниң доклатидин алған.

Волт стрит журнили ниң баян қилишичә, бу, ақсарайниң буниңдин кейин қоллинидиған интернетниң очуқ һәм бихәтәр болушиға капаләтлик қилиш истратегийисиниң бир қисми.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимиған бир әмәлдари бу истратегийигә изаһат берип, әгәр сән интернет арқилиқ һуҗум қозғап, бизниң компютер системимизға кашила қилсаң, бизниң башқурулидиған бомбилиримиз униңға җавабән дәрһал қозғилип, һәрикәт қилған җайиңда күлүңни көккә соруйду, дәп әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.