Америка һөкүмәт органлириниң юмшақ деталини оғрилиған хитай компютер инженери қолға елинди
Мухбиримиз меһрибан
2012.01.19
2012.01.19
Мәлум болушичә, бу йил 32 яшқа киргән компютер инженери җаң бав хитай пуқраси болуп, у өзиниң ню-йорк бирләшмә агентлиқи банкисиниң тәклип қилинған компютер инженери болуштәк хизмәт қулайлиқидин пайдилинип, ню-йорк бирләшмә агентлиқи банкисиниң 10 милйон доллар қиммитидики компютер юмшақ деталини оғрилиған.
Җаң бавниң адвокати униң хитай пуқраси икәнликини дәлиллигән болсиму, әмма у тәптишниң әйибнамиси һәққидә баянат беришни рәт қилди. Мәлум болушичә җаң бав бу йил 2-айниң 17-күни йәнә сотқа чиқидиған болуп, әгәр униң җинайи җавабкарлиқи бекитилсә, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин икән.