Иран өктичи даһийси мусави йәнә давамлиқ өктичилик һәрикитини давамлаштуридиғанлиқини елан қилди
Мухбиримиз үмидвар
2010.02.28
2010.02.28
Һүсәйин мусави сөзидә иранниң әң алий диний даһийси һамәйнидин өктичиләрниң намайиш қилишиға рухсәт қилишни тәләп қилған болуп, буниңдин илгири һамәйни диний кеңәшниң йиғинида қаттиқ сөзләп, өктичиләрни һакимийәт түзүлмисидин һәйдәп чиқарғанлиқини елан қилған иди.
Һүсәйин мусавиниң бу хил иран алий рәһбиригә қарши мәйданда туруши һәққидики хәвәрләр өктичиләрниң тор бәтлиридә елан қилинип, кишиләрниң қоллишиға еришкән. Һазир франсийиниң париж шәһиридә сүргүндә яшаватқан сабиқ иран президенти садири мусавиниң бу баянатиға баһа елан қилип, "мусавиниң баянатиниң өктичиләр билән һөкүмәтниң мунасивәтлириниң пүтүнләй айрилғанлиқи"ни көрсәткән.