Ирандики тоқунушта 10 дин артуқ адәм өлди, намайишлар давамлашмақта
Әнгилийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә, иран чәтәл, болупму ғәрб җурналистлириниң иранға берип, нәқ мәйдандин хәвәр беришини қамал қилғанлиқи үчүн асаслиқ учур пәқәт иран һөкүмәт мәтбуатлириниң бәргән мәлуматлиридин кәлмәктә.
Иран дөләтлик телевизийә истансиси наразилиқ билдүргүчиләрни террорчилиқ тәшкилати билән бағлиған болуп, теһран сақчилири билән террорчилиқ тәшкилати арисидики тоқунушта аз дегәндә 10 адәм өлди, дәп хәвәр бәргән шуниңдәк б б с агентлиқиниң теһранда турушлуқ мухбирлар понкитиниң бир мухбирини 24 саәт ичидә чиқип кетишкә буйриған. Иран һөкүмәт мәтбуатлири һуҗумчиларниң икки май қачилаш понкитини көйдүривәткәнлики вә һәрбий нуқтиға һуҗум қилғанлиқини хәвәр қилған.
Иран өктичилириниң наразилиқ намайишлири юқири пәллигә йәткән болуп, иран ички ишлар рәһбәрлири өктичиләр рәһбири мусавини әйибләп, әгәр бундақ қалаймиқанчилиқ чиқивәрсә қаттиқ чарә қоллинидиғанлиқини билдүргән. Иран рәһбәрлири ғәрб дөләтлирини ички ишларға арилашқанлиқ билән әйиблигән болуп, б б с вә америка авази қатарлиқ учур васитилириниму әйиблигән.
Америка президенти барак обама иран даирилирини ' хәлққә қаритилған барлиқ зораванлиқ вә адаләтсизликләрни тохтитиш"қа чақирған.
Ирандики бу намайишлар алдинқи һәптидики президент сайлимида әхмәди ниҗатниң юқири аваз билән қайтидин иран президенти болуп сайланғанлиқи вә униң риқабәтчиси мусавиниң бу сайламниң адил болмиғанлиқини әйибләп, уни бикар қилишини тәләп қилишидин келип чиққан. Намайиш бир һәптидин буян давамлашмақта. Намайишчилар ислаһатчилиқ пикирдики мусави тәрәпдарлиридур.