Иран деңиз тәвәликидә булаңчилиққа учриған хитай параходида 28 кишиниң барлиқи мәлум болди

Хитайниң иранда турушлуқ әлчиси хуаң лимиңниң билдүрүшичә, хитайниң нәнҗиң йирақ окиян ширкитиниң шяң хуамен намлиқ параходи 6 - апрел күни шу җай вақти әтигән саәт 9.30 Әтрапида деңиз қарақчилириниң булаңчилиқиға учриған. Хуаң лимиң өз баянида һазирға қәдәр парахотни булап кәткән деңиз қарақчилири билән алақилашқили болмиғанлиқи үчүн, парахоттики 28 хитай пуқрасиниң әһвалидин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.04.06

Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян хитайниң сода парахотлириниң деңизда булаңчилиққа учраш, кемидики хитай матрослириниң өлтүрүлүш вәқәлири көпийишкә башлиған. Әмма иран деңиз тәвәликидә хитай парахотлириниң булаңчилиққа учриши тунҗи қетимлиқи икән.

Илгири деңизда булаңчилиққа учриған хитай парахотлири сомали деңиз тәвәлики, җәнубий тинч окян деңиз тәвәлики қатарлиқ җайларда һуҗумға учриған. Бәзи хәвәрләрдә дейилишичә, булаңчилиққа учриған яки гөрүгә еливелинған хитай парахотлирида хироин қатарлиқ зәһәрлик чекимликләр вә башқа әткәс маллар байқалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.