Җәнубий корийә деңиз чарлиғучилири билән хитай белиқчилар йәнә тоқунушти

Бүгүн дүшәнбә күни әтигәндә, сериқ деңизда белиқчилиқ қиливатқан хитайниң 227 тоннилиқ бир белиқчи парахоти, деңизниң корийә тәвәлики болған һексан арилида пәйда болған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.04.30

Тәвәликтә вәзипә өтәватқан корийә деңиз чарлиғучилири, хитай белиқчиларни тәкшүрүш үчүн тохташқа буйруған. Буниң билән хитай белиқчилар қечишқа тәмшәлгән. Буниң билән корийилик чарлиғучилар, хитай белиқчиларни тосуш үчүн һәрикәткә атланған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай белиқчилар калтәк вә пичақ билән қоралланған болуп, улар билән корийилик чарлиғучилар арисида тоқунуш йүз бәргән.

Тоқунушниң нәтиҗисидә, 4 нәпәр корийилик чарлиғучи йеник яриланған. 9 Нәпәр хитай белиқчи бойсундурулуп қолға елинған. Охшаш вәқә бултурму бир қетим йүз берип, бир хитай белиқчи корийилик чарлиғучини пичақ тиқип өлтүргән. Чең давей исимлик хитай белиқчини техи өткән һәптә корийә сот мәһкимиси 30 йиллиқ қамаққа һөкүм қилған.

Бу қетимқи вәқә корийә қуруқлуқидин 72 километир йирақлиқта йүз бәргән; мәлум болушичә, мәзкур тәвәликтә қисқуч пақа вә хамси белиқи мол болғачқа, хитай белиқчилириниң қанунсиз бесип киришигә сәвәб болмақта. Корийә мәзкур тәвәликтин хитайниң өткән йили 475 парахотини, униң алдидики йили 370 парахотини қанунсиз белиқчилиқи сәвәблик тохтитип мусадирә қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.