Җәнубий корийә һәқиқий оқ ишлитилгән зәмбирәк маневири елип барди
Мухбиримиз җүмә
2010.12.20
2010.12.20
Маневир өткән айда шималий корийиниң зәмбирәк һуҗумиға учриған юнпюң (йәнпиң) аридила елип берилди. Һәқиқий зәмбирәк оқи етиш 90 минут давамлашти.
Шималий корийә һөкүмәт ахбарати баянат елан қилип, шималий корийә қисимлириниң "мәзкур маневирға инкас қайтурғуси кәлмиди" деди.
Өткән айда шималий корийә, җәнубий корийә тәвәликидики юнпюң арилиға зәмбирәк етип, 4 корийиликни өлтүргән. Вәқә корийә йерим арили вәзийитини интайин җиддийләштүргән иди.