Хәлқара җинайи ишлар соти казафий вә униң йеқинлири үстидин тәкшүрүш башливәтти
2011.03.03
Ройтерсниң хәвәр қилишичә, алдинқи күни казафий күчлири 50 кә йеқин танка билән портқа бастуруп кирип, портни егиливалған иди. Кейин портқа йеқин болған бинғази вә әҗдәбийә районлиридин кәлгән қаршилиқ күчлири казафий күчлири билән тоқунушуп, портни қайтуруп алған. Тоқунушларда әң аз дегәндә 14 кишиниң өлгәнлики, 10 дин артуқ кишиниң яридар болғанлиқи хәвәр қилинмақта.
Казафийниң тинч намайиш қилған хәлққә уруш елан қилип, биһудә қан төкүлүшигә сәвәб болуши хәлқара җамаәтниң наразилиқини қозғимақта. Казафий вә униң оғли шундақла казафийниң хәвпсизлик қисимлириниң бешидики кишиләр инсанийәткә қарши җинайәт билән әйиблиниватқан болуп, бүгүн бу һәқтә мәркизи голландийидә болған хәлқара җинайи ишлар соти б д т хәвпсизлик кеңишиниң тәлипигә бинаән казафий вә униң йеқинлири үстидин тәкшүрүш башлиғанлиқини елан қилди.
Һазир ливийидә тоқунушлар давам қиливатқан болуп, уруштин қорқуп кәткән хәлқ қошна дөләтләргә қечишни давам қилмақта. Хәлқара көчмәнләр тәшкилати 200 миңдин артуқ кишиниң ливийидин қечип мисир, тунис вә негирийигә кәткәнликини билдүрди. Казафий болса намайишчиларниң әлқаидә террорчилири икәнликини илгири сүрүп, уларниң хәлққә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини вә ахирқи бир тамчә қени қалғучә улар билән уруш қилидиғанлиқини җакарлап, әгәр ғәрб әллири бу ишқа арилашқан тәқдирдә миңларчә кишиниң һаятидин айрилидиғанлиқини ейтти.