Ливийә исянчилири ултиматум елан қилип, казафий күчлириниң тәслим болуши үчүн үч күнлүк мөһләт бәрди

Ливийә исянчилири казафий күчлириниң тәслим болуши үчүн үч күнлүк мөһләт берилгәнликини елан қилип, әгәр казафий тәслим болмиса уни өлтүрүшкә һоқуқлуқ икәнликини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2011.08.31

Ливийә миллий кеңишиниң өткүнчи ички ишлар министири әхмәт дарад, исянчи күчләрниң казафийни өлтүрүшкә һоқуқлуқ икәнликини тәкитлигән болсиму, бирақ миллий кеңәш рәиси мустафа абдулҗелил казафийни тирик тутуп, сотлишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Исянчиларниң нөвәттики әң муһим вәзиписи казафийни тутуш. Улар ливийә диктаториниң зор еһтималлиқ билән ливийидә икәнлики, униң пайтәхт триполиниң шәрқий җәнубидики бин валид дегән йәргә мөкүвалған болуши мумкинликидин гуман қилмақта икән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, исянчилар казафийниң юрти срттики казафий тәрәпдарлириға үч күнлүк мөһләт берип, шәнбә күнгә қәдәр тәслим болушни, әгәр тәслим болмиса һәрбий һуҗум қозғайдиғанлиқини билдүргән.

Ливийә мәсилиси һәққидики хәлқара йиғин пәйшәнбә күни парижда башлиниду. явропа дипломатлириниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, явропа иттипақи җүмә күндин башлап ливийигә қаритилған ембаргони бикар қилишни қарар қилған.

Франсийә президенти саркозий вә әнглийә баш министири камеронниң саһипханлиқидики йиғинға 60 дәк дөләт рәһбири қатнишиши мумкин.
Хитай һөкүмити бүгүн йиғинға муавин министир дәриҗилик бир әмәлдариниң көзәткүчи сүпитидә қатнишидиғанлиқини билдүргән. Бейҗиң илгири изчил казафийни қоллап, исянчиларға соғуқ муамилә қилип кәлгән иди.

 Бирақ исянчилар пайтәхт триполиға киргәндин кейин позитсийисини өзгәртип, “ливийә хәлқиниң таллишиға һөрмәт қилидиғанлиқи” ни җакарлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.