Хәлқаралиқ сот казафийниң оғли сәйф әл исламмиң қолға чүшкәнликини дәлиллиди

Хәлқаралиқ сот шәнбә күни баянат елан қилип, ливийә әдлийә министирлиқидин казафийниң оғли сәйф әл исламнииң қолға чүшкәнликигә аит дәлил испатларни тапшурувалғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2011.11.19

Мәлум болушичә, сәйф әл ислам сүрийиниң җәнубидики бир қумлуқта муһапизәтчилири билән сәпәр қиливатқанда җүмә күни кәчқурун қолға чүшкән.
Сәйф әл ислам казафийниң хилланған қошуниниң башлиқи болуп, ливийидә ички уруш башланғандин кейин, у “инсанийәткә қарши җинайәт” билән әйиблинип униң үстидин тутуш буйруқи чиқирилған иди.

Сәйф әл ислам нөвәттә зинтән шәһиридә тутуп тариливатқан болуп, узунға қалмай триполиға йөткәп келинидикән.
Униң тәқдири ливийидики өткүнчи һөкүмәтниң қолида болуп, өткүнчи һөкүмәт уни ливийидә сотқа тартишиму вә яки хәлқаралиқ сотниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп беришиму мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.