Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати һиндонезийә президентиниң хитайға бесим ишлитип, “хәлқара из дерәксиз ғайиб болғанларни қоғдаш әһдинамиси” ға имза қойдурушни тәләп қилди

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати һиндонезийә президенти сусило бамбаң юдийонониң 27‏-апрелдин 29-апрелғичә һиндонезийини зиярәт қилған хитай баш министири вен җябавға бесим ишлитип, хитайни “хәлқара из дерәксиз ғайиб болғанларни қоғдаш әһдинамиси”ға имза қоюшқа һәйдәкчилик қилишқа чақирди.
Мухбиримиз әркин
2011.04.29

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң алдинқи күни елан қилған мәзкур баянати “5‏-июл вәқәси” дә из дерәксиз ғайиб болған уйғурлар вә йеқиндин бери из дерәксиз ғайиб болған бәзи хитай өктичилириниң ақивити хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған бир пәйткә тоғра кәлгән иди.

Һиндонезийә “хәлқара из дерәксиз ғайиб болғанларни қоғдаш әһдинамиси” ға 2010‏-йили имза қойған иди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлар мәсули софийә ричардсен, мәзкур әһдинамигә имза қоюш һиндонезийә һөкүмитиниң өтмүштики еғир дәпсәндичилик қилмиши билән йүзлишиш ирадисини ипадиләпла қалмай, бу йәнә униң хәлқара кишилик һоқуқ механизмини қоллаш ирадисини намаян қилиду” дегән.

Ричардсон ханим йәнә әскәртип, президент йодийонониң хитайни“һиндонезийидин үлгә елишқа вә дәпсәндичиликкә хатимә беришкә чақириши керәклики” ни тәкитлигән. Һиндонезийә “5‏-июл вәқәси” дә бәзи ислам җамаәтлири намайиш қилип, хитай даирилириниң уйғур намайишчилирини бастурғанлиқиға наразилиқ билдүргән шәрқий җәнубий асиядики бирдин-бир дөләттур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.