Қәшқәр йеңишәһәр наһийиси уқтуруш чиқирип, пуқраларниң колликтип әрз - шикайәт қилишини чәклигән
Мухбиримиз әркин
2010.11.05
2010.11.05
Хитайчә тарқитилидиған йәрлик мәтбуатларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, наһийилик партком сияси қанун комитети наһийидики әрз - шикайәт вә муқимлиқ ишлириға мәсул кадирларға мәсулийәтнамә имзалитип, улардин әрз - шикайәтчиләрни тәқип қилиш, уларниң из - дерикини елип туруш, нийитини игиләп турушни тәләп қилған.
Уйғур елидә йеқинқи йиллардин бери көчмәнләрниң көпийиши вә ечиш қәдиминиң кеңийишигә әгишип, йәрлик пуқраларниң түрлүк дава ишлири шиддәтлик көпийишкә башлиған. Йәрлик даириләр бу хил даваларни һәл қилишқа амалсиз яки истәксиз болғанлиқтин, давагәрләр аптоном район, һәтта бейҗиңға әрз - шикайәт қилип баридиған һадисиләр көпәйгән иди. Анализчиларниң әскәртишичә, йәрлик даириләр пуқраларниң әрз - шикайитини өзлириниң юқириниң алдидики нопузиға дағ чүшүргәнлик дәп қариғачқа, бу хил һәрикәтләрни пүтүн күчи билән тосап кәлгән.
"Пиңән "ториниң ашкарилишичә, қәшқәр йеңишәһәр наһийилик сияси қанун комитети йәнә, йәрлик кадирларни, пуқраларниң колликтип әрз - шикайәт қилишини, дәриҗидә һалқип әрз қилишини қәтий тосап, әрз - шикайәт ишлириниң контролдин чиқип кетишиниң алдини елиш һәққидә алаһидә агаһландурған.
Йәрлик даириләрниң уқтуруш чиқирип, мунасивәтлик органлардин әрздарларниң һәрикитини контрол қилишни тәләп қилиши йеңи әһвал әмәс.
Йеңисар наһийисидики йәрлик даириләр илгири мәзкур наһийидин чиққан әрздар һеким сийитни тосуп қелиш үчүн мәзкур наһийидики қатнаш вастилиригә һеким сийитни аптобусқа олтурғузмаслиқ һәққидә уқтуруш чүшүрүп, хилаплиқ қилғучиларниң җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини агаһландурған иди.