Хитай һөкүмити алтә тәрәп җиддий йиғин ечип, корийә киризисини һәл қилишни оттуриға қойди
2010.11.28
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министири мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, хитай һөкүмитиниң корийә йерим арили ишлири бойичә алаһидә вәкили ву давей хитай һөкүмитиниң мәзкур мәйданини җакарлиған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң мәзкур тәклипигә нисбәтән җәнубий корийә президенти инкас қайтуруп "һазир алтә тәрәп сөһбитини башлашни муһакимә қилидиған вақит әмәс" дәп көрсәткән. У йәнә хитайниң " мәсулийәтчан позитсийиси билән корийә йерим арили мәсилисини һәл қилишни үмид қилидиғанлиқи"ни әскәрткән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң тәклипигә нисбәтән японийә вә җәнубий корийә тәрәп актип позитсийә тутмиған. Һазирчә бу тәклип техи қобул қилинмиған.
Көпинчә көзәткүчиләр, хитайниң шималий корийиниң иттипақчиси икәнлики, хитайниң шималий корийидә тәсир күчи барлиқини ейтишмақта. Америкиниң атақлиқ сиясийонлиридин бири, сенатор җоһн маккәйин хитайни шималий корийини тизгинләштә қаттиқрақ һәрикәт қоллинишқа чақирди. Макакәйин хитайниң корийә мәсилисидә мәсулийәтчан рол ойнимаватқанлиқини әскәртти.