Хитай уйғур елиниң көмүр мәнбәлирини техиму көпләп ечишқа интилмәктә

22-Июл күни уйғур аптоном райони даирилири 8-қетимлиқ “шинҗаң хәлқаралиқ көмүр санаити йәрмәнкиси” ачқан болуп, көлими бир қәдәр чоң болған мәзкур йәрмәнкигә хитайниң ичи вә сиртидики 800 дин артуқ ширкәт вә карханиларниң вәкиллири иштирак қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2011.07.24

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ғәрбни асас қилған америка, германийә, әнглийә, франсийә, шветсийә, финландийә, японийә, канада вә австралийә қатарлиқ 10 нәччә дөләтниң көмүр санаитигә мунасивәтлик вә көмүр санаәт әслиһәлирини ишләп чиқириш карханилириниң вәкиллири бу қетимқи йәрмәнкигә кәлгән.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һазирғичә мундақ йәрмәнкини йәттә қетим уюштуруп болған болуп, нөвәттә, техиму көп карханилар уйғур елигә киришкә башлиған. Һазир хитайниң әң чоң бәш електр ширкәтләр гуруһи вә 20 чоң күчлүк көмүрчилик карханисиниң һәммиси уйғур елигә орунлишип болған.

Тәһлилчиләрниң қаришичә, уйғур аптоном райони даирилири уйғур дияриниң көмүрчилик саһәсигә техиму көп ширкәтләрни , болупму чәтәл ширкәтлири вә мәбләғләрни җәлп қилишни пилан қилған.

Уйғур ели хитайниң әң чоң көмүр кан мәнбәлириниң бири болуп, бу йәрдики көмүр записиниң икки тирилйон тонна икәнлики пәрәз қилинмақта. Уйғур ели өзиниң мәзкур мол көмүр записи вә башқа һәр түрлүк мол йәр асти байлиқ записи билән хитайдики кан ачқучилар һәм кан техника әслиһәлири ишләпчиқарғучи карханиларниң байлиққа еришишни көзләйдиған нуқтисиға айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.