Ливийиниң толуқ азад болғанлиқи елан қилинди
Мухбиримиз үмидвар
2011.10.23
2011.10.23
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ливийә өткүнчи һөкүмити бу мунасивәт билән бенғази қатарлиқ җайларда дағдуғилиқ тәнтәнә мурасими өткүзди шуниңдәк кейинки 8 ай ичидә демократик, әркин сайлам елип берип, ливийиниң рәсмий һөкүмитини тәшкилләйдиғанлиқини елан қилди.
Бирақ, казафийниң өлүминиң тәпсилатиға аит мәсилиләр хәлқара җәмийәтниң изчил диққитини тартқан болуп, б д т вә бир қисим һөкүмәтләр казафийниң қандақ өлгәнлики һәққидә ениқ тәпсилат беришни тәләп қилмақта. Шәнбә күни русийә һөкүмитиму ливийә өткүнчи һөкүмитидин казафийниң өлүм сири һәққидә мәлумат беришни тәләп қилди.