Уйғур алими шөһрәт мутәллип бир нәччә маймундин елинған ғол һүҗәйриләрни бирләштүрүп бир маймун клон қилип чиқти
Мухбиримиз җүмә
2012.01.07
2012.01.07
Шөһрәт мутәллип, алмутада өсүп чоң болған уйғурлардин болуп нөвәттә орегон штатлиқ ғол һүҗәйрә тәтқиқат мәркизиниң йетәкчи тәтқиқатчиси һәмдә дуня ғол һүҗәйрә тәтқиқат саһәсидики әң нопузлуқ алимларниң бири.
У илгири радиомиз зияритини қобул қилип өзиниң алмуталиқ уйғур икәнликини вә уйғурлуқидин пәхирлинидиғанлиқини билдүргән иди.
Шөһрәт мутәллип вә униң тәтқиқат гурупписидикиләр, уларниң бу тәҗрибә нәтиҗисини адәмгә тәтбиқлаш хияли болмисиму, буни кәлгүсидә инсанларда көрүлидиған кесәлликләрни давалашқа ишлитишкә болидиғанлиқини илгири сүргән.