Мелбурн хәлқара филим фестивали 'муһәббәтниң 10 шәрти' сәвәбидин валтейр сөз әркинлик мукапатиға еришти
Мухбиримиз әркин
2010.05.28
2010.05.28
Бу мукапат мелбурн филим фестивалиниң 2009 - йили хитайниң бесимиға баш әгмәй д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң һаяти мәзмун қилинған "муһәббәтниң 10 шәрти"ни фестивалда қоюп, сөз әркинлик принсипида чиң турғанлиқи үчүн берилгән.
Мелбурн хәлқара филим фестивали өткән йили 8 - айда хитайниң тәлипини рәт қилип, "муһәббәтниң 10 шәрти"ни фестивалда қойғандин кейин, хитай фестивални байқут қилип, хитай филимлирини фестивалға қатнаштурмиған. Бу вәқә австралийидә зор ғулғула қозғап, уйғур мәсилиси хели күнләргичә австралийә мәтбуатлирида күнтәртиптин чүшмигән иди.
"Азат викторийә" тәшкилати мәзкур мукапатниң һәр йили сөз әркинликигә көрүнәрлик төһпә қошқан шәхс вә органларға берилидиғанлиқини әскәртип, филим фестивалиниң бу җәһәттики төһписини нәзәрдә тутуп, бу йилқи мукапатниң уларға берилгәнликини билдүргән.
Волтейр мукапатиниң мелбурн филим фестивалиға берилгәнлики елан қилинған шу күни, "муһәббәтниң 10 шәрти" америкиниң колорадо штатидики теллорд шәһиридә өткүзүлгән "тағ филим фестивали"ға қатнаштурулди.