Хитай даирилири ню-йорк вақти гезити мухбирини хитайдин чиқип кетишкә мәҗбурлиғанлиқини инкар қилди

Хитай ташқи ишлар министирлиқи ню-йорк вақти гезити мухбирини хитайдин чиқип кетишкә мәҗбурлиғанлиқини инкар қилди.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.03

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бир алақидар хадими бүгүн франсийә агентлиқиға бәргән җавабида мухбир кирис буклийниң визисиниң рәт қилинмиғанлиқини, пәқәт бәзи материяллири кәмчил болғанлиқтин вақтинчә тохтитип қоюлғанлиқини ейтқан. Әмма мухбирниң, кирис буклийниң қандақ материяллири кәмчил икән дегән соалиға җаваб берәлмигән.

Америкида чиқидиған ню-йорк вақти гезитиниң 10 йилдин артуқ вақиттин бери хитайда туруватқан мухбири кирис буклий 2012-йили ичидә мухбирлиқ визисини йеңилаш үчүн бир қанчә қетим хитай даирилиригә илтимас сунған болсиму, җаваб алалмиған вә нәтиҗидә дүшәнбә күни хитай даирилири тәрипидин “визиси йеңиланмиған” дегән сәвәб билән хитайдин қоғлап чиқирилған иди.

Хитайда турушлуқ чәтәллик мухбирлар кулуби бүгүн бу һәқтә елан қилған баянатида, кирис буклийгә виза берилмәслики, тәбиий һалда хитай даирилири бу арқилиқ ню-йорк вақти гезитини җазалимақчи болуватамду дегән соални пәйда қилиду, деди вә бу әһвалдин интайин әпсусланғанлиқини билдүрди.

Ню-йорк вақти гезити бундин икки ай илгири хитай баш министири вен җябавниң 7. 2 Милярд доллар қиммитидә аилә бисати барлиқини ашкарилап бир мақалә елан қилғандин кейин, хитай тор қолланғучилири арисида компартийә әмәлдарлириниң чириклики һәққидә зор ғулғула пәйда болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.