Пакистан ички ишлар министирлиқи өмәр уйғур вәхпиниң әзригә асасән сотқа чақирилди

Пакистан алий соти бүгүн пакистан ички ишлар министирлиқини сотқа чақирип, өмәр уйғур вәхпи сунған әрздин хәвәрләндүрди вә министирлиқтин әрздики шикайәткә җаваб беришни тәләп қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.07.18

Өмәр уйғур вәхпи алдинқи һәптә сунған әрзидә өзлириниң түркийидә ечилған шәрқи түркистанлиқлар учришиш намидики йиғинға кетиватқинида ички ишлар министирлиқиниң буйруқиға асасән чеградин өткүзүлмигәнлики вә бу сәвәблик кишилик вә вәтәндашлиқ һоқуқиниң дәхли-тәрузға учриғанлиқи һәққидә шикайәт қилған иди. Алий сот җүмә күни дәвагәр тәрәпни сотқа чақирип, шикайәтлирини аңлап чиққан иди.

Өмәр уйғур вәхпиниң билдүрүшичә, алий сотниң бүгүнки йиғинида ички ишлар министирлиқиниң хадими шикайәткә җаваб қайтуруш үчүн 4 күнлүк мөһләт тәләп қилған. Бу бойичә алдимиздики җүмә күни пакистан ички ишлар министири шикайәткә қарита өз ипадисини билдүриду.

Министирлиқ әгәр шикайәтни рәт қилған әһвалда һәр икки тәрәп өзлириниң пакитлирини оттуриға қоюшиду.

Өмәр уйғур вәхпиниң адвокатиниң баян қилишичә, ички ишлар министирлиқиниң хитай тәрәпни даваға четиш-чатмаслиқи сот җәряниниң диққәткә сазавәр нуқтилиридин биридур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.