Өркәшниң хитай әлчиханисиға өзини мәлум қилиш урунуши йәнә җавабсиз қалдурулди
2012.05.19
Өркәш дөләт җүмә күни америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханисиға тәслим болуп киришкә урунған. Әмма шу чағда хитай әлчиханиси һим тақалған болуп, әлчихана хадимлири униң урған телефонлири вә ишик чекишлиригә җаваб бәрмиди.
Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, өркәш мундақ деди: бәлким мән хитай туприқиға шунчилик йеқинлишалайдиған охшаймән. Өйгә қайтишни халисам йәнә немиләрни қелишим керәк? һазир бу хизмәт вақтиғу? телефон қилдим, ишикләрни чәктим, әмма һечким чиқмиди.
Өркәшни қоллап хитай әлчиханисиға барған хитай паалийәтчи яң җәнли : хитай һөкүмити тйәнәнмен вәқәсини кишиләрниң каллисидин өчүрүветиш үчүн қолидин келидиған һәммә ишни қилмақта, деди.
1989 - Йили хитайдики алий мәктәп оқуғучилири намайиш қилип, хитайдин түзүм өзгәртишни тәләп қилған. Һалбуки хитай һөкүмити оқуғучиларниң тәләплиригә җаваб қайтурушниң орниға оқуғучиларни қанлиқ бастурған.
Кейин хитай даирилири өркәш дөләт қатарлиқ бир нәччә киши үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Өркәш дөләт 2010 - йили 4 - июн хитайниң токйодики әлчиханисиға бастуруп кирмәкчи болған болсиму, нәтиҗә қазиналмиған иди.