Өркәш дөләт нобил саһиблириниң алий дәриҗилик учришишида лю шавбоға вакалитән сөз қилиду

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, өркәш дөләт 11‏ - айниң 12‏ - күнидин 14 күнигичә японийиниң хирошима шәһиридә өткүзүлидиған нобил саһиблириниң алий дәриҗилик учришишида, лю шавбоға вакалитән сөз қилиду.
Мухбиримиз вәли
2010.10.27

Нобил саһиби лю шавбо һазир хитайниң түрмисидә, люниң аяли бейҗиңда өз туралғусида нәзәрбәнттә. 1991‏ - Йили нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән берма демократийә һәрикитиниң рәһбири аңсән суҗи ханимму, һазирға қәдәр яңгун шәһиридә берма һәрбий һөкүмитиниң нәзәрбәнти астида.

2010‏ - Йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән лю шавбоға вакалитән бу қетим хирошимада сөз қилидиған 42 яшлиқ өркәш дөләт, хитайдики оқуғучилар һәрикитиниң 1989‏ - йилидики йетәкчилириниң бири, әйни вақитта лю билән савақдаш, у һазир тәйвәндә, хитайға кириши чәкләнгән әрбаб.

Хәвәрдә ейтилишичә, йеқинда хирошима шәһиридә өткүзүлидиған нобил саһиблириниң алий дәриҗилик учришишиға горбачеф, далай лама қатарлиқ нобил саһиблири келиду. Америка президенти обамаму тәклип қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.