Пакистан президенти пакистанниң енергийә еһтияҗи мәсилисидә хитайдин ярдәм сориған
2012.06.09
Пакистан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға рәсмий әзалиқ илтимаси сунған болсиму, униң әзалиқи техичә тәстиқланмиған. Шуңа пакистан тәшкилат йиғинлириға көзәткүчи салаһийити билән қатнишип келиватқан иди.
Бу нөвәтлик йиғин бу айниң 5 - күнидин 7 - күнигичә давам қилған.
Бу җәрянда әсиф әли зәрдари хитай рәиси ху җинтав вә муавин рәиси ши җипиңлар билән көрүшүп, пакистанниң енергийә еһтияҗи вә униңда көрүлүватқан қийинчилиқларни оттуриға қойған.
Хитай рәиси ху җинтав пакистанға күчиниң йетишичә ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.
Пакистан хитайниң әң чоң шерики. Пакистан - америка мунасивәтлири йирикләшкәндин кейин, пакистан өзини хитайниң қойниға техиму қаттиқ атқан иди.
Пакистанниң хитайға техиму йеқинлишиши вә көп саһәләрдә хитайниң иқтисадий ярдимигә моһтаҗ болуши пакистандики уйғур паалийәтчиләрни қейин әһвалда қоюватқанлиқи мәлум.