Пакистандики партлашта 100 дин артуқ киши һаятидин айрилди

Чаршәнбә күни пакистанниң пишавәр шәһиридә мәйданға кәлгән шиддәтлик партлашта өлгәнләрниң сани 105 кә чиқти. Мәлум болушичә, өлгәнләрниң көпи балилар вә аяллар икән. Бу қетимлиқ партлашта йәнә 200 дин артуқ киши яриланған.
Мухбиримиз ирадә
2009.10.29

Бомба қачиланған бир аптомобилниң пишавәрдики бир базарда партлиши билән мәйданға кәлгән бу шиддәтлик партлашта әтраптики биналарниң пүтүнләй өрүлүп чүшкәнлики, йәнә нурғун биналарға от кәткәнлики мәлум болмақта.

Партлаш мәйданға кәлгәндә америка ташқи ишлар министири һилларий килинтон исламабадта пакистан ташқи ишлар министири шаһ маһмуд курәйиш билән көрүшүватқан иди. Учришиштин кейинки ортақ ахбарат елан қилиш йиғинида, америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон бу партлитиш вәқәсини қаттиқ әйиблиди вә пакистанниң террор билән муҗадилидә ялғуз әмәсликини тәкитлиди.

Һилларий килинтон америка һөкүмитиниң пакистан билән ялғуз террорға қарши күрәштила әмәс, һәр саһәдә һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди. У йәнә америкиниң пакистанниң асасий қуруүлушиға вә маарип - енергийә саһәлиригиму иқтисадий ярдәм қилидиғанлиқини баян қилди.

Пакистан армийиси кейинки күнләрдә җәнубий везиристанда талибан күчлиригә қарши қаттиқ тазилаш һәрикити елип бериватқан иди. Буниң билән бирликтә пакистанда бу хилдики һуҗумларниң сани артқан иди.

Исламабадтин 3 саәт узақлиқта болған пишавәрда мәйданға кәлгән бу һуҗумни техи һечқандақ тәшкилат вә шәхис үстигә алмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.