Гуәнтанамодин қоюп берилип палавға орунлаштурулған уйғурлардин 3 киши австралийидин виза тәләп қилди

Гуәнтанамодин қоюп берилип тинч окяндики палавға орунлаштурулған уйғурлардин 3 киши йеқинда австралийидин виза тәләп қилған.
Мухбиримиз әркин
2011.06.13

Австралийә ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, палав дөләт ишлар министири вектор яно уйғурлардин 3 кишиниң виза илтимаси австралийиниң фиҗидики алий комисариға  тапшурулғанлиқини билдүргән.

Вектор яно “уларниң тезрәк қайта орунлаштурулушини үмид қилидиғанлиқи” ни тәкитлигән.

Палавдики уйғурлар 2009‏-йили мәзкур дөләткә вақитлиқ орунлаштурулған болуп, бу йил 11-ай кәлсә уларға 2 йил болиду.

Лекин уларниң палавда йәнә қанчилик яшайдиғанлиқи вә австралийиниң қандақ җаваб беридиғанлиқи мәлум әмәс. яно викторниң ашкарилишичә, австралийә даирилири униңға юқириқи уйғурларниң виза илтимасини көрүп чиқишқа вақит кетидиғанлиқини ейтқан.

Униң австралийә баш әлчиси сузан коксниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, уларниң “виза илтимаси австралийә бихәтәрлик тармақлиридин өтидикән вә буниңға 10 айдин бир йилғичә вақит кетидикән.”

Палав америкиниң вақитлиқ орунлаштуруш пиланини қобул қилип, гүәнтанамодики уйғурлардин 6 кишини орунлаштурған иди. Палавға беришни рәт қилған уйғурлардин қалған 5 киши нөвәттә гүәнтанамодики лагирда давамлиқ тутуп турулмақта.

Улар америка алий сот мәһкимисигә әрз сунуп, өзлириниң америка һөкүмити тәрипидин ақланған болсиму, лекин давамлиқ тутуп турулушиға наразилиқ билдүргән иди. Бирақ алий сот мәһкимиси бу йил 4‏-айда қарар чиқирип, уларниң әрзини көрүп чиқишни рәт қилған.

Вектор яно, нөвәттә палавниң уларға хизмәт тепип беришкә тиришиватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.