Хитай даирилири мухбирларниң венҗудики пойиз соқулуш вәқәсиниң сәвәбини сорашни чәклиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.07.25
2011.07.25
Ройтирс агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай компартийисиниң тәшвиқат бөлүми мухбирларға уқтуруш тарқитип, вәқәни ениқлаш вә хәвәр қилиш давамида, вәқәниң сәвәбини соримаслиқ вә вәқәниң тәсилатини баян қилмаслиқини буйруған. Даириләрниң бу уқтуруши мәлум бир шәхсий торбәт арқилиқ җәмийәткә ашкарилинип кишиләрниң наразилиқини қозғиған.
Ғәйрий әсмий ахбарат васитилири, хитайниң тез сүрәтлик қурулуш пиланиға айрилған пулниң, әмәлдарлар тәрипидин қақти -соқти қилинғанлиқини вә бу сәвәбтин қурулушниң сүпитидә мәсилә көрүлгәнликини баян қилған.