Хитай даирилири рабийә қадир вә далай ламаниң прага зияритигә наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз ирадә
2009.09.10
2009.09.10
Бу йиғин чех җумһурийитиниң сабиқ президенти ваклав хавел тәрипидин қурулған "мунбәр 2000 фонди җәмийити" тәрипидин уюштурулған.
Чаршәнбә күни хитайниң чехта турушлуқ әлчилики баянат елан қилип, рабийә қадир ханим вә далай ламаниң прагаға қилған зияритигә наразилиқ билдүрди. Хитай әлчиликиниң баянатчиси чен җйәнҗүн сөзидә: "биз рабийә қадирниң бу зияритигә қәтий қарши, чүнки униң мәқсити бөлгүнчиликни тәшвиқ қилиш," дегән.
Әмма чех җумһурийитиниң сабиқ президенти бу һәқтә баянат берип, рабийә қадирниң бу йиғинға қатнишишниң нормал бир әһвал икәнликини, буни қандақту чех җумһурийитиниң бөлгүнчиләргә ян таяқ болуватқанлиқи дәп чүшинишкә болмайдиғанлиқини ипадә қилған.
У йәнә, "инсан һәқлири вә демократийә мәсилисини музакирә қилиш бизниң мунбиримизниң вә ташқи сияситимизниң әнәниси. Бизниң хитай билән болған мунасивитимиздиму охшашла инсан һәқлири вә демократийә асаси орунда туриду," дегән.