Қағилиқтики пичақ билән һуҗум қилиш вәқәсидә 12 адәмниң өлгәнлики илгири сүрүлмәктә
2012.02.28
Вәқә һәққидә әң дәсләп хитайниң һөкүмәт мәтбуати шинхуа агентлиқи хәвәр бәргән болуп, хитай даирилири учурни қамал қилғини үчүн, көплигән хәлқара мәтбуатлар өз хәвәрлиридә хитайниң һөкүмәт мәтбуат хәвәрлирини асас қилди.
Бүгүнки хәвәрләрдә, сәйшәнбә күни қағилиқ наһийисидә шу җай вақти чүштин кейин саәт 4 ләрдә йүз бәргән уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тоқунушта, 10 адәмниң пичақ билән өлтүрүлгәнлики, әтраптики бир қисим амминиң яриландурулғанлиқи, вәқә садир қилғучи икки кишиниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнлики, нөвәттә вәқә садир қилип қечип кәткәнләрни қоғлап тутуш һәрикити давамлишиватқанлиқи илгири сүрүлди.
Радиомиз уйғур бөлүми қағилиқ наһийисидики сақчиханиларға телефон қилип әһвал игиләшкә тиришқан болсиму, әмма даириләр вәқә һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. Қағилиқтин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурларниң билдүрүшичә, нөвәттә қағилиқ наһийисидә қатнаш қамал қилинип, контроллуқ күчәйтилгән.