Уйғур елиниң шималий районлири қар апитигә учриди

27- Декабир, уйғур елиниң шималий районлири қар апитигә учриди. Хитай һаварайи идарилири мәзкур қар апити һәққидә көк рәңлик агаһландуруш чиқарған.
Мухбиримиз җүмә
2010.12.27

Хәвәрләргә қариғанда, қар алтай вә бортала районлирида бир қәдәр еғир яғқан. Қумул қатарлиқ районларда яғқан қар анчә еғир болмисиму, мәзкур районларда 8 дин 9 балғичә боран чиққан. Температура зор дәриҗидә төвәнлигән.

"Асия киндики" ториниң хәвиригә қариғанда, бу нөвәт яғқан қар йеза игилики, чарвичилиқ, қатнаш, ток тәминләш вә електр алақисигә еғир дәриҗидә әкс тәсир көрсәткән.

Өткән йилиниң охшаш мәзгилидиму уйғур елиниң алтай райони еғир қар апитигә учриған иди. Хитай даирилири бу нөвәттә мәзкур қар апити елип кәлгән иқтисадий зиян вә зиянға учриғучилар һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.